Добавил:
Upload Опубликованный материал нарушает ваши авторские права? Сообщите нам.
Вуз: Предмет: Файл:
Қазақстан тарихи жаваплири.docx
Скачиваний:
2
Добавлен:
01.07.2025
Размер:
1.55 Mб
Скачать

3. Ғәрбий Түрк хақанлиғиниң территориясини хәритә бойичә бәлгүләң.

Түрк хақанлиғи 603-жили Ғәрбий вә Шәрқий болуп бөлүнгәндин кейин уларниң егиләп ятқан йәрлири ениқлишишқа башлиди. Ғәрип хақанлиғиниң жәнубий-шәрқий қисмидики Или,Чу дәриялиридин башлап шималий – ғәрбидики Едил вә Кубань дәриялириниң төвәнки еқимлириғичә, әнди шималий-шәрқидә Есил вә Иртиш дәриялириниң жуқарқи еқимлири арилиқлирини елип ятти. Жәнубий - ғәрбидә Тарим, Амудәрияғичә болған территорияләрни қол астиға қаратти. Ғәрбий хақанлиғиниң мәркизи Чу дәриясиниң бойидики Суяб шәһири болди. Язлиқ ордиси Миңбулақта орунлашти.

Хақанлиқниң асасий этникилиқ тәркиви – сәясий уюшмиси «он қәбилә» он – оқ будун қәбилилири маканлиған. Қаратавниң шәрқий етәклиридин Жоңғариягичә болған арилиқни егилиди.

28- билет

1. Бегазы –Дәндибай мәдәнийити.

2. «Алаш» вә «Үш жүз» партиялириниң мәхситидики алаһидиликләр.

3. 1891-жилқи қаидә бойичә қазақ йеридә қурулған генерал-губернаторлиқ вә униң тәркивигә киргән вилайәтләрни хәритә бойичә бәлгүләң.

Жавави:

1. Бегазы –Дәндибай мәдәнийти.

Бу аталғу Мәркәзий Қазақстандики Беғазы Дәндибай маканидики ядикарлиқларға бағлиқ қоюлған. Мәзкүр мәдәнийәткә ятидиған өйләрни дәпин қилиш орунлириниң қурулушлириниң интайин йоғанлиғи, таш билән қоршап наһайити жуқури дәрижидә тәрәққий әткәнлиги билән пәриқлиниду. Адәттә өйләрниң тамлири бир –бири билән лай арқилиқ бағлаштурулуп, йоған ташлар билән қопурулған.

Беғазы –Дәндибай мәдәнийитигә ятидиған ядикарлиқниң көпчилиги дәпин қилиш орунлири. Андронов мәдәнийитидин өзгичилиги : Беғазы Дәндибай қорғанлири егиз болуп келиду вә ушшақ қийиқ ташлар билән топидин турғузулуп, асаси йоған ташлар билән бәкитилгән. Бу мәдәнийәткә ятидиған хиштин ясалған комзәкләрниң бойи егиз, бели боғулған түви тәрипи түз болуп келиду. Беғазы –Дәндибай комзуклири һәр жил нәқишләр билән безәлгән. Тағақ охшаш вә үзүк сизиқлиқ үчбулуңлуқ нәқишләр көп учришиду.

Бронза дәврини планлиқ түрдә тәтқиқ қилиш 1946-жили башланди. Шу жили атақлиқ қазақ алими Әлкей Хакан оғли Марғулан қедимий дәвир тарихини тәтқиқ қилидиған археологиялиқ экспедиция қурди. Ә.Х.Марғулан вә униң шагиртлириниң тәкшүрәшлири нәтижисидә Қазақстан йеридики бронза дәври ядикарлириниң сирлири ечилди.

2. «Алаш» вә «Үш жүз» партиялириниң мәхситидики алаһидиликләр.

«Алаш » партияси 1917-жили 21-26-июльда Оренбург шәһиридә I Пүткүлқазақ сьезида қурулди. Партия 1917-жили 5-октябрьда «Алаш» дәп аталди. «Алаш » партиясиниң вилайәтлик шөбһилири октябрь ейида қурулди. Партия программисиниң лаһийәси 1917-жили 21- ноябрьда «Қазақ» гезитидә йоруқ көрди. Йетәкчиси: Ә.Бөкейханов болуп партияни қурушқа А. Байтурсунов, М.Дулатов в.б. алаш зиялилири қатнашти. Программа 10 пункттин турди. (дөләт түзүми, йәрлик әркинлиги, асасий қанун, дин ишлири, сот вә башқуруш, әлни қоғдаш, селиқ, илим вә билим, йәр мәсилиси).

«Үш жүз» партияси 1917-жили ноябрь ейида Омба шәһиридә қурулди. Рәиси Муқан Әйткенов , Мәркизий Комитет тәркивигә Көлбей Тоғысов, Ысқақ Қабенов кирди. «Үш жүзниң» программилиқ тезислири жиғинчақ болмиди. Униңға әмгәкчиләрниң тәләплирини етиварға алидиған пунктлар: қазақ деханлириға йәр бериш, олтурушлуқ һаят кәчүрүш, мәктәп ечиш, йәрлик аһалиниң саватини ечиш, в.б. киргүзүлди. Буниңға қошумчә «Үш жүз» қанунларни, һоқуқ билән шәриәтни асасқа алған һалда түзүшни тәклип қилди. Уларниң пикири бойичә Қуръанниң еғир пунктлирини елип ташлап, униң нека вә аилигә бағлиқ мәсилилирини қалдуруш керәк.

К.Тоғысовниң башчилиққа келиши билән «Үш жүз» партиясиниң сәясий йөнилиши өзгәрди. Партия ахирқи бурулуш ясиди. Кеңәш һөкүмитигә ишәнчә билдүрди.

Айримчилиқлири:

«Алаш» партиясиниң характеристикиси –хәлиқчил партия улар қазақ хәлқини һеч қандақ топқа киргүзмәй ,биртуташ милләт мәнпийитини көзлиди. «Үш жүз» партиясиниң характеристикиси –социалистик партия , улар әмгәкчи хәлиқниң мәнпийитини билдүрүп, кеңәш һөкүмитини қоллиди. Ижтимаий тәркиви-Омбиниң гадайлирини, һүнәрвәнлирини, бағвәнлирини өз ичигә алди.

«Алаш» партиясиниң мәхсити –мустәқил , эволюциялик йол билән тәрәққий етидиған, миллий мәмликәт қуруш. «Үш жүз» партиясиниң мәхсити-түркий тиллиқ хәлиқләрниң бир туташ автономиясини, йәни Түркистан Федерациясини қурушни тәклип қилди. Алаш автономиясини –«контрреволюциялик автономия » дәп һесаплиди.

«Алаш» партиясиниң нәшрий органи –«Қазақ » гезити болди. «Үш жүз» партиясиниң нәшрий органи - «Үш жүз» гезити 1917-жили декабрьдин башлап Петропавл шәһиридә чиқишқа башлиди.

1918-жилдин башлап Кеңәш һөкүмитиниң платформисиға мәккәм турған «Үш жүз» партияси «Алашқа» қарши актив күрәш жүргүзди.

3. 1891-жилқи қаидә бойичә қазақ йеридә қурулған генерал-губернаторлиқ вә униң тәркивигә киргән вилайәтләрни хәритә бойичә бәлгүләң. 1891-жили 25- мартта Ақмола , Шәмәй , Йәттису, Урал вә Торғай виләйәтлирини башқуруш тоғрилиқ қаидиләр бәкитилди. Бу заң бойичә Қазақстанни өлкилик һакимийәт тәрипидин башқуруш системисиға бир қатар өзгиришләр киргүзүлди. 1891- жили 25-мартта қобул қилинған «Қаидигә » бағлиқ Ақмола , Торғай вилайәтлири төрт уездин қурулди. Ақмола , Шәмәй вә Йәттису вилайәтлири Дала генерал –губернаторлиғиниң тәркивигә кирди. Үч вилайәтниң (уларниң өз алдиға болған мәркәзлирини һесапқа алмиғанда ) асасий һакимийәт мәркизи Омба шәһири болди. Бу өзгиришләр мәркәздин башқуруш системиисини күчәйтип, генерал –губернаторларға чәксиз башқуруш бийлигини бәрди. Қазақстандики вилайәтлик башқуруш, Россия мәркизиниң губерниялиқ башқармилириға тәңләштүрүлди. Йәттисувә Урал вилайәтлик һәрбий губерноторлири, шуниң билән бир қатарда мошу жайлардики қазақ әскәрлириниң атамани болуп һесапланди.

29-билет