- •Қазақстан тарихи пәни бойичә оқуғучиларниң билим вә маһаритини баһалаш критерийлири
- •Хаталиқларниң умумий классификацияси
- •Баһаниң төвәнлишигә тәсир қилидиған фактлар
- •Оқуғучиларниң хәритә бойичә ишләш қаидилири
- •Иптидаий адәмләрниң турмуш тирикчилиги.
- •1867-1868-Жж. Вә 1886-1891-жж. «Қаидә-ислаһатларниң» алаһидилигини тәһлил қилиң.
- •Ишиктә гөртөписидин тепилған сақ шаһзадисиниң баш кийими вә Қарғалидин тепилған диадемида тәсвирләнгән ортақ бәлгүләрни вә айримчилиқларни ениқлаң.
- •1867-1868-Жж. Вә 1886-1891-жж. «Қаидә-ислаһатларниң» алаһидилигини тәһлил қилиң.
- •Ишиктә гөртөписидин тепилған сақ шаһзадисиниң баш кийими вә Қарғалидин тепилған диадемида тәсвирләнгән ортақ бәлгүләрни вә айримчилиқларни ениқлаң.
- •Адәмниң пәйда болуши.
- •Падишалиқ Россия вә Кеңәш һакимийитиниң Қазақстандики мустәмликичилик сәяситиниң зәрдаплирини селиштуруң.
- •Ишиктә гөртөписидин тепилған алтун адәм билән Шиликти гөртөписидин тепилған алтун адәмниң умумий бәлгүлири вә алаһидиликлири.
- •Жавави:
- •2. Падишалиқ Россия вә Кеңәш һакимийитиниң Қазақстандики мустәмликичилик сәяситиниң зәрдаплири.
- •3. Ишиктә гөртөписидин тепилған алтун адәм билән Шиликти гөртөписидин тепилған алтун адәмниң умумий бәлгүлири вә алаһидиликлири.
- •Җавави:
- •Қазақ зиялилириниң миллий дөләт қуруш йолидики чарә-тәдбирлири вә Алаш һәрикитиниң тарихий маһийити.
- •3.ИҚазақ жүзлириниң (Чоң, Оттура, Кичик) орунлашқан территориялирини хәритә бойичә бәлгүләң вә жүзләрниң чиқиши тоғрисида пикирләрни тәһлил қилиңлар.
- •Жавави:
- •2.Қазақстан Жумһурийитидики сәясий партияләр вә жәмийәтлик бирләшмиләрниң паалийитидики охшашлиқлар билән айримичилиқлар.
- •Җавави:
- •Әбу Насир әл-Фарабийниң иккинчи устаз атилишиниң маһийити.
- •1920-1924-Жиллири Қазақ аксҗ-ң тәркивигә бириктүрүлгән Қазақ йәрлирини хәритидин көрситиң.
- •Жавави:
- •Һунлар билән моңғолларниң жәмийәтлик қурулуши вә уруш сәнъитидики умумий бәлгүлүри.
- •Жавави:
- •Геродотниң «Тарих» вә Страбонниң «География» әмгәклиридики мәнбәләрниң охшашлиғи.
- •Жоши улусиға киргән территорияләрни хәритидин көрситиң.
- •Астананиң Ақмолиға көчирилишиниң тарихий әһмийити.
- •Үгедей улусиға қариған территорияләрни хәритидин көрситиң.
- •Жаваплири:
- •2. Астананиң Ақмолиға көчирилишиниң тарихий әһмийити.
- •Жавави:
- •Адәмниң Йәр бетидә пәйда болуши һәққидә көз қарашлар. Улар һәққидә өзәңниң көз қаришиң.
- •Жавави:
- •«Һәрикәт», «тәшкилат», «партия» чүшәнчилири. Һәрикәтниң партиядин алаһидилиги. «Нур Отан» вә «қкхп» (Қазақстанниң Коммунистик Хәлиқчил партияси). Қурулған вақти, алдиға қойған мәхсити.
- •Хііі –хv әә. Йәр егиләш түрлириниң мәналирини жәдвалға толтириңлар.
- •Жавави:
- •2. Адәмниң биологиялик риважлиниш эволюцияси вә ижтимаий тәшкилат формилириниң шәкилиниши.
- •Жаваплири :
- •1916-Жилқи падиша пәрманиға қазақ зиялилириниң көз қариши.
- •2.Қазақ жәмийитидики «ақсүйәк» вә «қарасүйәк» уқумлириниң мәнасини чүшәндүрүп селиштуруң.
- •3. Төвәндә берилгән тарихий һөжжәтләргә асаслинип жәдвални толтириң.
- •Ғәрбий түрк хақанлиғи (территорияси, этникилиқ тәркиви, парчилиниши).
- •Қаңлиларниң археологиялик ядикарлиқлири (Қауншы, Отрар-Қаратав, Жетиасар) жайлашқан территориясини хәритидин көрситиң. Жавави:
- •1. Ғәрбий түрк хақанлиғи(территорияси, этникилиқ тәркиви, парчилиниши).
- •3. Қаңлиларниң археологиялик ядикарлиқлири (Қауншы, Отрар-Қаратав, Жетиасар) жайлашқан территориясини хәритидин көрситиң.
- •Улусларниң қурулуши
- •Жавави:
- •2. Дөләтлик Дума вә қазақ зиялилирини немә бағлаштурди? хХә. Бешидики «Қазақ кадетлири» дегән кимләр? Чүшиник бериң.
- •Хііі ә. Қазақстан территориясида қурулған улуслар вә уларниң тәркивигә киргән территорияләрни жәдвалға толтириң.
- •Түркәш хақанлиғиниң сәясий әһвали.
- •1979-Жилқи «Целиноград вақиәси» вә 1986-жилқи «Декабрь вақиәси сәвәплири билән нәтижилирини селиштуруң.
- •Хііі –хv әә. Селиқ түрлириниң мәнасини жәдвалға толтириң.
- •Жавави:
- •1979-Жилқи «Целиноград вақиәси» вә 1986-жилқи «Декабрь вақиәси сәвәплири билән нәтижилирини селиштуруң.
- •3.Хііі –хv әә. Селиқ түрлири бойичә жәдвални толтуруң.
- •1.Моңғолларниң Қазақстан йерини бесип елиши.
- •2.«Андронов» вә «Беғазы-Дәндибай» мәдәнийитини селиштуриң.
- •3.Сүрәткә қарап олтирип, вақиәни тәрипләң.
- •Жавави:
- •2. «Андронов» вә «Беғазы-Дәндибай» мәдәнийитини селиштуриң.
- •3.Сүрәткә қарап олтуруп вақиәни тәрипләң.
- •Жаваплири
- •Мезолит билән неолит егилигидики алаһидиликләр.
- •Жавави:
- •2. Қазақ ханлиғиниң асасини салғучи–Керей вә Жәнибек билән Мустәқил Қазақстанниң дәсләпки Президенти н.Ә.Назарбаевниң орни вә паалийити арисидики савақдашлиқни көрситиң.
- •2. Қазақстан территориясигә жүргүзүлгән моңғол вә жоңғар басқунчилиғиниң сәвәплири, умумий охшашлиқлири.
- •3. Абулхайир дөлитиниң территориясини хәритидин көрситиң.
- •Жавави:
- •2.Қедимий тарихни дәвирләштики –археологиялик вә геологиялик селиштурма-тәһлил қилип, селиштуруң.
- •3.Оғуз дөлитиниң чегарилирини хәритидин бәлгүләң.
- •Ғәрбий Түрк вә Шәрқий Түрк хақанлиқлирини селиштуриң.
- •Үйсүн қәбилилириниң орунлашқан территориясини хәритидин көрситиң.
- •Жавави:
- •2. Ғәрбий Түрк вә Шәрқий Түрк хақанлиқлирини селиштуруң.
- •3.Үйсүн қәбилилириниң орунлашқан территориясини хәритидин көрситиң.
- •Улуқ Вәтән уруши жиллиридики миллий мунасивәтләр.
- •Түрк дәври вә «Түрк» аталғуси.
- •Қарлуқ дөлитиниң территориясини хәритидин көрситиң.
- •Жавави:
- •2. Түрк дәври вә «Түрк» аталғуси.
- •3. Қарлуқ дөлитиниң территориясини хәритидин көрситиң.
- •Жавави:
- •2. Қазақстан Жумһурийитидики сәясий партияләр вә жәмийәтлик бирләшмиләрниң паалийитидики охшашлиқлар билән айримичилиқларни селиштуруп олтуруп тәһлил қилиң.
- •Жавави:
- •2.Планлиқ ихтисат вә базар ихтисади арисидики алаһидиликләр.
- •3. Хіх әсирдики падиша һөкүмитиниң мустәмликичилик сәяситигә қарши болған миллий азатлиқ һәрикәтләр болған территорияләрни хәритидин бәлгүләң.
- •1. Һун даһиси Аттила билән Қипчақ башчиси Бейбарыс султанниң өмүрдики охшашлиғи. Уларниң тарихта алидиған орни.
- •2. Қазақ асср-ниң қурулушиниң тарихий әһмийити.
- •3. Қазақ ханлиғиниң тарихта башқуруш системиси бойичә кәштини толтуруп униң әһмийитини чүшәндүрүң.
- •1. Һун даһиси Аттила билән Қипчақ башчиси Бейбарыс султанниң өмүрдики охшашлиғи. Уларниң тарихта алидиған орни.
- •2. Қазақ асср-ниң қурулушиниң тарихий әһмийити.
- •3.Қазақ ханлиғиниң тарихта башқуруш системиси бойичә кәштини толтирип униң әһмийитини чүшәндүрүң.
- •1. Сақларниң мустәқиллик үчүн күриши.
- •2. «Қарқарали петициясиниң» хәлиқ көтирилишидики роли.
- •3. Түркәш хақанлиғиниң территориясини карта бойичә бәлгүләң.
- •Жавави:
- •2.Қарқарали петициясиниң хәлиқ көтирилишидики ролини ениқлаң.
- •3.Түрк хақанлиғиниң территориясини карта бойичә бәлгүләң.
- •Жавави:
- •2. 1921-1922 Вә 1930-1932-жиллардики Қазақстандики ачарчилиқ зәрдаплирини селиштуруң.
- •3. Ғәрбий Түрк хақанлиғиниң территориясини хәритә бойичә бәлгүләң.
- •Жавави:
- •2. «Алаш» вә «Үш жүз» партиялириниң мәхситидики алаһидиликләр.
- •1. Кенесари Қасим оғлиниң биртуташ қазақ дөләтчилигиниң шәкиллинишидики роли.
- •2. Хитай сәясәтчиси Чжан Цянь вә Чоқан Вәлихановниң сәпәрлириниң алаһидиликлирини селиштуруң.
- •3. Қазақстан территориясидики неолит дәвриниң турақлирини хәритә бойичә көрситиң.
- •Жаваплири:
- •2. Хитай сәясәтчиси Чжан Цянь вә Чоқан Вәлихановниң сәпирини селиштуруп, мәхсити билән алаһидиликлирини атаңлар.
- •3. Қазақстан территориясидики неолит дәвриниң турақлирини хәритә бойичә көрситиң.
- •Жаваплири:
- •2. Қасим вә Тәвкә ханлар дәвридики Қазақ ханлиғиниң ички вә ташқи сәясий әһвали.
- •3.Сақларниң орунлашқан территориялирини хәритидин көрситиң.
ҚАЗАҚСТАН РЕСПУБЛИКАСЫ
БІЛІМ ЖӘНЕ ҒЫЛЫМ МИНИСТРЛІГІ
ҰЛТТЫҚ ТЕСТІЛЕУ ОРТАЛЫҒЫ
ҚАЗАҚСТАН ТАРИХЫ
(ұйғыр тілінде)
ҚОРЫТЫНДЫ АТТЕСТАТТАУҒА ДАЙЫНДАЛУҒА АРНАЛҒАН
ОҚУ-ӘДІСТЕМЕЛІК ҚҰРАЛ
АСТАНА
2017
Қазақстан тарихи пәни бойичә методикилиқ қолланма
Қазақстан тарихи пәни бойичә чүшәнчә хәт
Мәхсити: оқуғучиниң билим балдиғиға мувапиқ дөләтлик умумға бирдәк стандартта қараштурулған оқуш пәниниң көләмини өзләштүрүш дәрижисини ениқлаш.
Көрситилгән мәхсәткә мувапиқ баһалашниң төвәндики вәзипилири йешилиши шәрт:
Қазақстан тарихи бойичә дөләтлик стандартта вә оқутуш программилириға мувапиқ билимини ениқлаш;
Қазақстан тарихидин тарихий чүшәнчиләрни өзләштүрүш дәрижисини ениқлаш;
тарихий фактларни тәһлил қилиш вә тарихий вақиәләрниң сәвәплирини,нәтижилирини, тарихий әһмийитини баһалашни билиш маһаритиниң шәкиллиниш дәрижисини ениқлаш;
оқуп үгәнгән дәвирләрниң тарихий вақиәлирини, тарихий шәхсләрниң хизмитини, сәясий әрбаплар, илим вә мәдәнийәткә әмгәк сиңәргән адәмләр паалийитини селиштурма тәһлил қилиш маһаритини баһалаш;
тарихий мәтинләр, мәнбәләр, хәритиләр билән ишләш маһаритини өлчәш;
алған билимини әмәлиятта қоллинишни билиш, уни рәтлик, аргументлар билән баянлаш маһаритини баһалаш;
пән ара бағлинишни орнитиш, натонуш әһвалларда алған билимини ижадий пайдилинишни билиш маһаритини ениқлаш.
Тапшурмиларниң қурулуми вә мәзмуни
1-соал – пән бойичә билими
2-соал – пән бойичә маһарити
3-соал – пән бойичә алған адәтлирини қоллиниши
Билим-оқуғучиниң пән бойичә алған нәзәрийәвий билиминиң жиғиндиси. Билим умумий нәзәрийәвий жиғиндидин (нәзәрийә, қанунийәт, хуласә) чүшүнүш, әстә сақлаш вә илимниң асасий фактлирини қоллиниш маһарити сүпитидә ениқлиниду. Билим билән маһарәт зич бағлинишлиқ. Маһарәт – алған билимини пайдилиниш йоллирини (усуллирини) билиши. Билим билән маһарәт төвәндики тарихий концептларни егиләштин көрүниду:
өзгириш вә савақдашлиқ
шәрт вә шараитлири
дәлил
охшашлиғи вә айримчилиғи
әһмийити вә маһийити
интерпретация
Канцептлар асасида оқуғучи тонуп билиш категориясини вә мәтин, мәнбәләр, хәритиләр, жәдвал, кәштиләр, иллюстрацияләр билән ишләш билән ишләш маһаритини көрситәлиши керәк.
Тонуп билиш саһасидики билим вә маһарәткә билим, чүшиниш,тәнқидий ойлаш кириду.
I. Билим
Бу категория оқуғанни әстә сақлаш вә йеңилашни билдүриду— фактларни вә нәзәрийәләрни.
Оқуғучиларниң паалийити: термин сөзләрни, фактларни, асасий вақиәләрни, алаһидиликләр билән принципларни әскә сақлаш.
II. Чүшүнүш
Чүшинишниң көрсәткүчилири-материалниң бир көрүништики формисини иккинчи бир формиға өзгәртиш, материалниң интерпретацияси вә тарихий вақиә билән һадисиниң давамини интерпретацияләшни билдүриду.
Оқуғучиларниң ениқ паалийити:
- фактларни,жәриянларни, принципларни чүшәндүрүш;
- графикилиқ материалларни сөз формисиға алмаштуруш;
- мәлуматлардин ақивәтлирини молжалашни билиш.
III. Қоллиниш
Бу категория өзләштүргән материални йеңи жағдай вә әһвалларда қоллиниш маһаритини көрситиду.
Оқуғучиниң паалийити:
- қанун вә теорияләрни һәр хил әһвалларда пайдилинишни билиш;
- йеңи жағдайларда чүшәнчә вә принципларни пайдилинишни билиш.
IV. Тәһлил
Бу категория, мәтин, мәнбә, графикилиқ әхбаратларни тәһлил қилишни билишни көздә тутиду; қурулумини ениқ көрситидиған тәркивий қисимларға материални парчилаш.
Оқуғучиларниң ениқ паалийити:
- пүтиндин бөлүкни ажритиду;
- улар арисидики мунасивәтни ениқлайду;
- пүтүнләш принциплирин ениқлайду;
- пикирдики хаталиқлар билән камчилиқларни көриду;
- фактлар билән ақивәт арисидики айримичилиқни ениқлайду;
- көрсәткүчләрниң әһмийитини баһалайду.
V. Синтез
Бу категория йеңилиққа егә пүтүнлүкни һасил қилиш үчүн элементларни комбинацияләшни билдүриду.
Оқуғучиларниң ениқ паалийити:
- графикилиқ материал,аргумент, гипотиза түзүш;
- алгоритм,схема, кәштә яки синхронлиқ жәдвал түзүш.
VI. Баһа
У яки бу материални баһалашни билиш маһарити.
Оқуғучиниң ениқ паалийити:
- материалдики хуласиләшни баһалаш;
- у яки бу паалийәтниң нәтижилирини баһалашни билиш.
Қазақстан тарихи пәни бойичә оқуғучиларниң билим вә маһаритини баһалаш критерийлири
Еғизчә жавап бериш тәләплири
Умумий қаидиләр
Тарих пәни бойичә баһалашни пән муәллими жүргүзиду, оқуш жилиниң бешида пән бойичә оқуғучиларниң билимини баһалашниң умумий қаидилири вә униң рети һәққидә чүшәнчә бериду.
Ата-анилар оқуғучиларниң баһалиниш қаидиси һәққидә пән муәллимидин, синип йетәкчисидин, шундақла МТМ сайтидин әхбарат елишқа һоқуқлуқ.
Еғизчә жавапларни баһалаш:
«5» дегән баһа қоюлиду, әгәр оқуғучи:
Программилиқ материални чоңқур вә толуқ билип вә чүшиниши; қараштурулуп олтарған чүшәнчиләрниң, һадисиләрниң, қанунийәтләрниң, нәзәрийә вә өз ара мунасивәтләрниң маһийитини чүшүниши.
Оқуп үгәнгән материал асасида толуқ вә дурус жавап түзәләйду; асасий әһвални бөлүп берәләйду, өз алдиға жавапни ениқ мисаллар вә фактилар билән дәлилләп берәләйду; өз алдиға тәһлил, умумлаштуруш вә хуласә чиқиралайду. Алдида алған билими асасида пән арилиқ бағлиниш орнитип, алған билимини натонуш вәзийәтләрдә ижадий қоллиниду. Оқуш материалини рәтлик,ениқ, биртуташ, дәлиллик, хатасиз йәткүзиду: жавави пән бойичә қобул қилинған терминларни пайдилиниш арқилиқ логикилиқ биртуташлиқта болиду; хусусий хуласисини тәвсийә қилалайду; асасий чүшәнчиләргә ениқ ениқлима вә ой-пикир берәләйду; жавап бериш жәриянида дәрисликтики мәтинни толуқ тәкрарлимайду; материални тарихий илим турғусидин йәткүзәләйду; қошумчә қоюлған соалларға ениқ вә толлуқ жавап берәләйду.
Емтиһан қәғизидә язған жававини мустәқил вә утуқлуқ түрдә қоллиниду, қошумчә тарихий әдәбиятлардин, дәрисликләрдин, түп нусхилардин үзүндә кәлтүриду.
Алған билимини ижадий дәрижидә мустәқил, ишәшлик, хатасиз қоллиниду; өз жававида муәллим тәливи билән жөндәшкә болидиған пәқәт бирла хаталиқ әвәтиду.
Йәни «5» дегән баһа толуқ вә һәр-тәрәплимә, алған билимини логикилиқ қурулумда йәткүзәлигән, толуқтурушни тәләп қилмайдиған жавапқа қоюлиду.
2. «4» дегән баһа қоюлиду, әгәр оқуғучи :
Өзләштүргән материал бойичә билимини көрситиду. Өзләштүргән теория асасида толуқ вә дурус жавап берәләйду; өз жаваплирида, илмий терминларда, хуласиләрдә, умумлаштурушларда кичик, муһим әмәс бир-икки хаталиқларни әвәтишкә йол берилиду; әвәтилгән хаталирини муәллим тәливи вә муәллимниң йол-йоруғи билән түзитиду; материални бәлгүлүк логикилиқ рәт билән ейтип берип, қопал хаталиқларға йол қоймайду; оқуш программисини умумән өзләштүргән; жававини ениқ мисаллар билән испатлайду; муәллимниң қошумчә соаллириға дурус жавап бәриду.
Оқуп-үгәнгән материалниң асасий әһваллирини өз алдиға мустәқил ажиритишни; мисал вә фактлар асасида умумлаштурушни, хуласиләшни вә пән ара бағлинишни әмәлгә ашуриду. Нутуқ мәдәнийити вә саватлиқ йезиш мәдәнийитиниң асасий нормилириға риайә қилип, илмий терминларни пайдилиниш арқилиқ алған билимини тәжирибидә қоллиниду.
Қошумчә мәнбәләр вә дәрислик, түп нусха материаллири билән ишләш билими йәткүлүксиз (дурус йөнүлүштә, лекин аста ишләйду).
Йәни «4» баһаси асасән оқуш программисиниң тәләплиригә лайиқ жавап берип, лекин бир мунчә кичик хаталиқлар әвәтилсә қоюлиду. Оқуғучи жавави толуқ әмәс, толуқтурушларни тәләп қилиду, қошумчә соалларға ишәшсиз жавап бериду, лекин асасий материал бойичә чүшәнчиси шәкилләнгән.
«3» дегән баһа қоюлиду, әгәр оқуғучи :
Оқуш материалиниң асасий мәзмунини өзләштүргән, лекин өзләштүрмигән материаллар бар; материални системисиз, фрогментлиқ, рәтсиз баян қилиду.
Айрим матералларни өзләштүрүштә билими толуқ әмәс; хуласә вә умумлаштурушта хаталиқларға йол қойиду.
Илмий терминларни қоллиништа хаталиқларға йол қойиду, чүшәнчиләрни ениқлашта ениқ жавап берәлмәйду, материални баян қилғанда хуласә вә умулаштурушларни дәлил ретидә қоллиналмайду.
Алған билимини қоллиништа, ениқ бир һадисини нәзәрийәлар асасида чүшәндүрүштә, яки нәзәрийәләрни ениқ мисаллар асасидә дәлилләштә қийнилиду.
Муәллимниң соалиға толуқ жавап берәлмәйду, дәрислик мәтинини сөзму сөз ейтип бериду, мәтиндә муһим вә әһмийәтлик, айрим әһвалларни толуқ чүшәнмәйду.
Мәтинни сөзлигәндә айрим әһвалларни, цитатиларни, үзүндиләрни чүшәнмигәнлиги ениқлинип (язмилар,түп нусхилар) муәллимниң соаллириға қопал бир-икки хаталиққа йол қоюп, толлуқ әмәс жавап бәриду.
Йәни «3» дегән баһа оқутуш программиси тәләплиригә лайиқ, лекин хаталиқлар әвәтилгән, толуқ ечилмиған жавапларға қойилиду; оқуғучилар ишәшсиз, үзүлүш билән жавап бәриду, қошумчә соалларға жавап берәлмәйду вә материални начар өзләштүргән.
«2» дегән баһа қоюлиду, әгәр оқуғучи :
Материални өзләштүрәлмигән вә материалниң асасий мәзмунини ечип берәлмәйду, хуласиләлмәйду вә умумлаштуралмайду.
Берилгән соал әтрпапидики программилиқ материалниң муһим вә асасий бөлүмлирини билмәйду вә чүшәнмәйду яки билими толуқ әмәс, ениқ бир соалларни йешиштә алған билимини қоллиналмайду.
Жавап бәргәндә (бир соал) иккидин көп қопал хата әвәтиду, муәллимниң ярдими биләнму өз хатасини түзитәлмәйду.
Қоюлған қошумчә соалларниң биригиму жавап берәлмәйду.
Материални толуқ өзләштүрмигән.
Йәни «2» дегән баһа ейтарлиқ камчилиқ вә хаталиқларға йол қойиду. Шундақла «2» дегән баһа оқуғучиниң программа материалини толлуқ билмәслигидин яки сәвәпсиз жавап бериштин баш тартқанда қойилиду.
Баһалашта, оқуғучиниң барлиқ хаталиқлири һесапқа елиниду:
Асасий чүшәнчиләрни, қанунийәтләрни, қаидиләрни билмәслиги;
жавап бериштә асасийни бөлүп елишни билмәслиги;
һәр хил вәзийәтләрни йешиштә өз билимини қоллиналмаслиғи;
хуласиләшни вә умумлаштурушни билмәслиги;
Әхбаратни йеңилашни, чүшәндүрүшни, тәһлил қилишни, қоллинишни, умумлаштурушни шундақла түп нусхиларни, ениқлима вә дәрислик материаллирини баһалашни билмәслиги.
